Қирғизистан уйғурлири үрүмчидә қаза қилған қериндашлирини вә “ирқий қирғинчилиқи күни” ни хатирилиди
2022.12.13
9-Декабир күни қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити вә дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәд абдулбәқийефниң һәмкарлишип тәшкиллишидә 24-ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апитидә қаза қилған қериндашлириға атап хәтмә қуран қилди.
Игилинишичә 2021-йили 9-декабир күни лондонда уйғур сот коллегийәси хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватиду дегән һөкүм чиқарғаниди. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 9-декабир күнини уйғур қирғинчилиқи қануний җәһәттин испатланған күн дәп бекиткәниди. 2022-Йили 9-декабир күнидин тартип бу күн уйғур хәлқиниң тарихидики қирғинчилиқни хатириләш аммиви күнлириниң берип болуп бәлгиләнгән.
Қирғизистан уйғурлири д у қ ниң чақириқиға аваз қошуп бишкәк шәһиридики аламедин мәһәллисидә җәм болуп уйғур хәлқиниң ирқий қирғинчилиқи испатланған 9-декабир күнини яд етип һәм 24-ноябрда үрүмчи шәһиридә йүз бәргән от апитидә қаза қилған қериндашлириға атап қуран-тилавәт қилди. Мурасимға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән 200 дин ошуқ уйғур вәкиллири қатнашти.
Мурасим д у қ вакаләтчиси розимуһәммәд абдулбақийефниң риясәтчиликидә елип берилди. Мәзкур мурасим қирғиз җумһурийитиниң дөләт нахшиси вә шәрқий түркистан миллий марши билән башланди. Риясәтчи аһалиләргә иллиқ салам йоллаш билән йиғин мәқситини тонуштуруп өтти.
Йиғинда алди билән үрүмчи от апитидә қаза қилған вә вәтән азадлиқи йолида күрәш қилип һаятидин айрилғанларға атап қуран тилавәт қилинди. Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасими өз нутқида қирғизистан уйғурлири өз миллитигә аит паалийәтләрни қирғиз җумһурийитиниң қанун даирисидә давамлиқ елип баридиғанлиқини тәкитлиди.
Йиғин давамида риясәтчи уйғур мәсилиси хәлқаралиқ сәһнидә кәң музакирә қилиниватқанлиқини, пәқәт б д т дила әмәс бәлки йәнә G-7, G-20 қатарлиқ тәшкилатларниң күн тәртиплиригә қоюлғанлиқини тилға алди
Мәзкур паалийәткә қатнашқан ақсақаллар кеңишиниң әзаси османҗан турди, зияритимизни қобул қилип, уйғур қирғинчилиқи өткән йилдин буян әмәс, бәлки 1960-йили башланғанлиқини тәкитләп өтти. Османҗан әпәнди өз бешидин кәчүргән паҗиәләрни әслитип өтти.
Мәзкур паалийәткә “иттипақ” җәмийитиниң аяллар кеңишиму қатнашти. Аяллар кеңишиниң әзаси гүлбаһар алийева ханим уйғур хәлқини сақлап қелишта уйғур тил мәсилиси алаһидә орунни игиләйдиғанлиқини тәкитлиди.
Мәзкур паалийәткә қатнашқан бишкәк шәһири йенидики новопокровка мәһәллисиниң аяллар кеңишиниң рәиси асийәм моллабақийева зияритимизни қобул қилип, өткүзүлгән йиғинниң мәқсити сүпитидә үрүмчи шәһиридә җан үзгән қериндашларни яд етишниңму муһимлиқини тәкитлиди.
Қирғизистан оттура асиядики уйғурлар бир қатар көп вә зич олтурақлашқан бир мәмликәт. Җуғрапийәлик җәһәттә қирғизистанниң уйғур ели билән узун чеграси бар. Қирғизистан билән хитай арисида иқтисадий вә башқа бирқанчә тәрәпләрдин нурғур келишимләр имзаланған, шундақ болсиму қирғизистан уйғурлири қирғизистанниң қанун даирисидә өз паалийәтлирини йүргүзүп вә хәлқара уйғур тәшкилатлириға әза болуп кәлмәктә. Рәсмий мәлуматлар бойичә қирғизистанда 60 миңғичә уйғур барлиқи мәлум. Уйғурлар бишкәк шәһири вә униң әтрапиға мәркәзләшкән.