Қирғизистан уйғурлири “мәшрәп путбол мусабиқиси” өткүзди
2019.04.29
27-28 Апрел күнлири бишкәк шәһиридики уйғурлар “мәшрәп” намида путбол мусабиқиси өткүзди. Бу мусабиқә “яшлиқ авази” намлиқ бир топ уйғур яшлириниң тәшәббускарлиқида уюштурулди.
Мәзкур мусабиқигә бишкәк шәһири вә униң әтрапидики лебединовка, новопокровка, чәт көл қатарлиқ йезилардин кәлгән мәшрәп әһлидин 18 гуруппа қатнашти. Мусабиқиниң тәртипи бойичә һәр бир гуруппа бир мәшрәп болуп, һәр бир мәшрәп гурупписи бир путбол командиси сүпитидә мусабиқигә қатнашти. Мусабиқигә қатнашқан бу тәнһәрикәтчиләр ;чоңлар вә яшлар гурупписидин ибарәт иккигә айрилип, мусабиқигә чүшкән. Чоңлар гурупписи 35 яштин 65 яшқичә болған испортчилардин, яшлар гурупписи болса 14 яштин 35 яшқичә болған испортчилардин тәркиб тапқан.
“яшлиқ авази” топиниң әзаси нуршат әбәйдуллайефниң ейтишичә, “мәшрәп путбол мусабиқиси” ниң асасий мәқсити уйғур яшлириниң бир бири билән йеқин алақә-мунасивәтләрдә болуп, бир-бирини һөрмәтләп, вәтәнпәрвәрлик роһини күчәйтиш икән.
“мәшрәп путбол мусабиқиси” 2014 йилдин буян һәр йили баһарда уюштурулуп келинмәкә. Пәқәт өткән йили, йәни 2018 йили, уйғур дияридики еғир вәзийәт түпәйлидин, қирғизистандики уйғур җамаити һәр хил оюн-тамашиларни тохтатқан иди. Шуларниң қатарида “мәшрәп путбол мусабиқиси” му өткүзүлмигән. Нуршат әбәйдуллайеф әпәнди бу һәқтә тохталди.
Мәшрәпләрниң путбол мусабиқисигә қатнашқан гуруппилиридин түзүлгән командиларниң намлири мәшһур уйғур өлималарниң исимлири, уйғур дияридики шәһәр вә наһийәләрниң намлири, уйғур таамлири вә башқа уйғур мәдәнийитигә мунасивәтлик аталғулар билән аталған. Бу қетимқи мусабиқигә қатнашқан путбол командилири өзлиригә мевиләрниң уйғурчә намлирини ишләткән. Мусабиқә тәшкиллигүчилириниң ейтишичә, мундақ қилиштики мәқсәт мусабиқә җәрянида яшларниң өз миллий мәдәнийити, өз ана тили вә тарихи қатарлиқларни билишини қолға кәлтүрүштин ибарәт икән.
Мусабиқиләрниң юқири дәриҗидә өтүши үчүн қирғизистан путболчилар бирләшмисидин мәхсус вәкилләр тәклип қилинған. Радийо зияритимизни қобул қилған икки вәкил, йәни мусабиқиниң назарәтчиси ирина дорофейева вә светлана абрамовалар, мусабиқиниң юқири кәйпиятта болғанлиқи, испортчиларниң яхши тәйярлиқ қилғанлиқи вә өзара һөрмәт қилишип, мусабиқә җәрянида уруш-талаш қилмиғанлиқини ейтишти. Улар йәнә мәзкур мусабиқә командилириниң намлирини бәк яқтурғанлиқи вә уйғурлар һәққидә өзлириму көп йеңилиқларни биливалғанлиқлирини изһар қилишти.
Мусабиқиниң чоңлар қисмида путбол ойниған чәт көл йезисиниң мәшрәп әзаси әзиз худабәрдийеф, өзиниң бу мусабиқигә тунҗи қетим қатнишиватқанлиқини, мусабиқә җәрянида яшларниң чоңларға қарап тәртип өгәнгәнлики вә мусабиқиниң юқири кәйпиятта өткәнликини сөзләп өтти.
Бишкәк шәһири йенидики уйғурлар зич олтурақлашқан новопокровка йезисидин “мәшрәп путбол мусабиқиси” гә икки мәшрәп гурупписи қатнашти. Бу гуруппиларни тәйярлиған сүбһи әйсароф бу мусабиқиләр арқилиқ балиларниң бир-бирлири билән тонушқанлиқини ейтти.
Мәзкур йезиниң “шаптул” дәп аталған мәшрәп командисиниң йигит беши арафат өзлириниң биринчиликкә еришиш үмиди барлиқини тәкитлиди.
Арафат әпәнди йәнә новопокровка йезисидики мәшрәпләр һәққидә тохтилип, бу җайдики мәшрәп әһлиниң чоңлар, яшлар вә кичикләр мәшрипи дәп аталған үч гуруппиға бөлүнгәнлики вә бу арқилиқ йезидики уйғурларни иттипақлаштурушқа, уйғур мәдәнийити, тили вә өрп-адәтлирини сақлап қелишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.
Икки күнлүк мусабиқә нәтиҗисидә “педигән” командиси биринчиликкә еришти.
Мәлумки, уйғурлар қирғизистандики асаслиқ аз санлиқ милләтләрниң бири. Улар асасән бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезиларға, аз бир қисми қарақол, ош, қарабалта қатарлиқ шәһәрләргә тарқалған. Қирғизистан уйғурлириниң хели көп қисмини 1950-1960-йилларда уйғур елидин көчүп келип йәрләшкәнләр вә уларниң әвладлири игиләйду.