Хитай 18-қурултай һарписида үрүмчидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларни қаттиқ контрол астиға алди
2012.11.07
Үрүмчилик пуқраларниң радиомизға мәлум қилишичә, илгири үрүмчиниң кочилири интайин қайнақ болсиму, бирақ йеқиндин буян қанун иҗра қилиш тармақлири, муқимлиқни қоғдиғучи хадимлар, җ х органлири вә һөкүмәт тармақлири бирлишип, үрүмчи кочилиридики яймичи, пластинка сатқучи вә коча нахшичилирини “пак-пакиз сүпүрүп ташлиған.”
Айродром, сода сарийи вә талла базарлири һәмдә мәһәллиләрдә тәкшүрүш, тәқиб қилиш күчәйтилип, өткән-кәчкән машина-аптомобилларни тәкшүрүш, права, рәсмийәтлирини сүрүштүрүш йолға қоюлған. Үрүмчидә олтурушлуқ бир хитай көчмән аһалисиниң билдүрүшичә, дөңкөврүктики чоң базарниң кириш-чиқиш ишикигә тәкшүрүш җиһазиси орунлаштурулмиған болсиму, бирақ киргән-чиққанларниң сомкиси тәкшүрүлмәктә икән.
Д у қ хитай даирилириниң қурултайни баһанә қилип, уйғур елидә тәкшүрүш вә тәқиб қилишни күчәйткәнликини тәнқид қилди. Қурултай баянатчиси дилшат ришит, даириләрниң йерим кечә яки таң сәһәрдә һечқандақ рәсмийәт беҗирмәй, нуқтилиқ уйғурларниң өйини тәкшүрүватқанлиқини билдүрүп, буниң еғир миллий кәмситиш қилмиши икәнликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, 5-июл вәқәсидин кейин ғайиб болған уйғурларниң аилә-тавабиатлири нуқтилиқ тәқиб астиға елинған.