4 - Июн оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқини хатириләш ақ ташлиқ китаби елан қилинди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.28
2009.04.28
Нюйорктики мәзкур ахбарат елан қилиш йиғиниға, әйни дәвирдики оқуғучилар һәрикити башламчилиридин ваң дән риясәтчилик қилған болуп, у 4 - ийон оқуғучилар һәрикитидә өлтүрүлгәнләрниң һәммисини һәқиқий қәһриманлар дәп аташ керәк дегән.
Ваң дән өз нутқида йәнә " бизниң 1989 - йилидики бу һәрикитимиз пүтүн дуняға хитай хәлқиниң ғурурини намайән қилди. 20 Йиллардин буян хитай иқтисадий тәрәққият арқилиқ өткүр иҗтимаий мәсилиләрни йепишқа урунуп, хәлқниң әхлақи сүпитини омумйүзлүк төвәнләштүрди" дәп көрсәткән.
Йиғинда оқуғучилар һәрикити вәкили ваң җүняв 27 - апрелни хитайдики демократийә байрими қилип бекитиш лайиһисини тонуштурған. У бу һәқтә чүшәндүрүш берип 1989 - йили 27 - април күнидә, бейҗиңдики қәйсәр университет оқуғучилириниң, ху явбаңға тәзийә билдүрүш йиғилишини бара - бара парихор әмәлдарларға наразилиқ билдүрүш, хитайда сиясий ислаһат елип беришни тәләп қилиш һәрикитигә көтүрүп, вәтәнпәрвәрлик хәлқ һәрикитиниң биринчи мәйданини һазирлиғанлиқини шундақла буниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буянқи, сиясий тарихида тунҗи қетимлиқ кәң көләмлик демократик һалда елип берилған намайиш һәрикити икәнликини шәрһилигән. Шундақла һалбуки хитай коммунист диктаторлириниң хәлқниң сиясий арзусини тинч йол билән ипадә қилған бу һәрикитиниму қанлиқ йосунда бастурғанлиқини қаттиқ паш қилған.
Мәзкур ахбарат елан қилиш йиғиниға йәнә, бейҗиң баһари журнилиниң даңлиқ муһәррири обзорчи ху пиңму қатнашқан болуп, у йиғинда 4 - ийон күнидә ақ кийим кийип, бу демократик һәрикәтни һәмдә һәрикәттә хитайниң зиянкәшликигә учриғучиларни хатириләш лайиһисини оттуриға қойған.
1989 - Йилидики 4 - ийон тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитини, хитай даирилири һәрбий һаләт елан қилип, нәччә он миң кишилик һәрбий қошуни, танкилири арқилиқ қанлиқ бастурған болуп, бир қанчә йүзлигән университет оқуғучилири вәқәдә қан төккән иди.