' 4 - Июн ' һәрикитиниң йетәкчилиридин өркәш дөләтниң хитайға қайтиш тәлипи рәт қилинған

6 - Айниң 4 - күни бүгүн пәйшәнбә күни тйәнәнмен вәқәси мәзгилидә оқуғучиларға йетәкчи болған өркәш дөләт әпәндиниң хитайға қайтиш тәлипи рәт қилинип, у авминдин тәйвәнгә қайтурулған. Өркәш дөләт тәйбий вақти чүштин кейин саәт 3 ләр әтрапида тәйбийниң тавюән айродромиға йетип кәлгән.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.04

Өркәш әпәнди мухбирларниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу қетим авминға бериши, җуңго һөкүмитигә елан қилинған бир қетимлиқ җәң икәнликини баян қилди. У хитай һөкүмәт даирилиригә соал қоюп,"силәр мени тутуш буйруқи чиқарған идиңлар, мана мән һазир қайтип кәлдим, қени мени қобул қилаламсиләр?"дегән.

Өркәш дөләт, хитай даирилири тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған, "4 - июн " тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң башламчилиридин бири болуп, әйни чағда хитай һөкүмити бу һәрикәтниң асаси тәшкиллигүчилири дәп қариған 21 кишини тутуш буйруқи чиқарған иди.

Һазир тәйвәндә турушлуқ өркәш әпәнди, 3 - июн күни хитай даирилириниң тутуш буйруқиға мақул болғандәк һаләттә, тәйвәндин хитайниң алаһидә райони болған авмин айродромиға чүшкән чағда айродромдики чегридин киришни башқурғучи даириләр тәрипидин тутулуп әкетилгән иди.

Өркәш әпәнди баянатида: хитайниң өзини чегридин киришкә йол қоймаслиқи тоғрисида тохтилип: " бу, пуқраларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилиш һәққидики қануниға хилап" дәп тәнқидләш билән биргә, бундин кейин хитай һөкүмитиниң тйәнәнмен вәқәсигә болған мәсулийитини сот арқилиқ сүрүштә қилидиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң "4 - июн қирғинчилиқи " үчүн хәлқтин кәчүрүм соришини хитап қилған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.