Президент торибиоң гүәнтанамодики уйғурлардин 4 кишиниң палавға йәрлишидиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз әркин
2009.09.14
2009.09.14
Бу һәқтики хәвәрдә президент торибиоңниң "4 уйғурниң вақитлиқ палавға орунлишидиғанлиқи рәсмийләшти" дегәнлики илгири сүрүлгән.
Лекин у, уйғурларниң гүәнтанамодин қачан айрилидиғанлиқиға даир тәпсилий диталларни ашкарилимиған. Тутқунларниң адвокати җорҗи кларк палавға беришни қобул қилған уйғурларниң ичидә өзи адвокатлиқини қиливатқан икки киши барлиқи, уларниң өктәбирниң оттурилирида гүәнтанамодин айрилиши мумкинликини билдүргән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, җорҗи кларк гүәнтанамода қелип қалған 13 нәпәр уйғурниң ичидики башқиларниң өзи баридиған маканни таллап болғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин у бу һәқтики учурларниң тәпсилатини ашкарилимиған.
Хитай һөкүмити президент торибиониң баянатиға һазирғичә инкас қайтурмиди. Лекин өткән һәптә хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй, һәр қандақ дөләтниң бу кишиләрни қобул қилишиға қарши туридиғанлиқини билдүргән иди.