Уйғур америка бирләшмиси “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 16 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди
Мухбиримиз меһрибан
2013.02.05
2013.02.05
Баянатнамидә уйғур америка бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди уйғурларни 5-феврал ғулҗа вәқәсини унтуп қалмаслиққа чақирип, хитай һөкүмитидин 1997-йилдики 5-феврал ғулҗа яшлириниң тинчлиқ намайишини қанлиқ бастурғанлиқини хәлқараға чүшәндүрүшни тәләп қилди.
1997-Йили йили нәччә миңлиған ғулҗа яшлири намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан түрлүк чәклимилиригә наразилиқ билдүргәндә, хитай даирилири қораллиқ сақчи қисимлирини йөткәп келип намайишни қанлиқ бастурған, намайиштин кейин түркүм-түркүм ғулҗа яшлири қолға елинип түрмиләргә соланған, бир қисми өлүм җазасиға һөкүм қилинған иди.