Язғучи вә тәтқиқатчи абдуреһим абләтхан өткән йили 40 күн солап қоюлған
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.11.30
2010.11.30
Қумулниң шәһәр ичи йеза җигдә қудуқ кәнтидә олтурушлуқ язғучи вә тәтқиқатчи абдуреһим абләтхан, өзиниң "чеңгиз айтматопқа очуқ хәт" вә " җуңголуқларниң сапаси" қатарлиқ надир мақалилири вә бир қисим әдәбий хатирилири билән уйғур елидә вә муһаҗирәттики уйғурлар арисида тонулған қәләмкәшләрдин биридур. Өткән йили 5 -июл вәқәсидин кейин, уйғур җәмийитиниң җиддий вә сәзгүр мәсилилири үстидә қәләм тәвритип келиватқан язғучи вә тәтқиқатчилар, хитай һөкүмитиниң нуқтилиқ назарәт вә җазалаш обйектиға айланған. Буниң билән абдуреһим абләтханниң вәтән ичи-сиртидики бир түркүм китабхан вә қәләмдашлири униң нөвәттики тәқдири һәққидә әндишигә чүшкән; йеқинда уйғурчә торбәтләрдин биридә абдуреһим абләтханниң нөвәттә қамақта икәнлики һәққидә хәвәр чиққан иди.
Мухбиримизниң бирқанчә күндин бери қумул вилайитидики алақидар идарә вә органлар вә абдуреһим абләтханниң мәһәллә-койлиридин игәллишичә, униң 5 -июл вәқәсидин кейин, бир қетим тутуп кетилип, 40 күн қамап қоюлғанлиқи вә арқидин қоюп берилгәнлики; нөвәттә җигдә қудуқ кәнтидә нормал яшаватқанлиқи мәлум болди. язғучи абдуреһим абләтхан 5 -июл вәқәсиниң алдида аптоном районлуқ маарип назаритиға очуқ хәт йезип, назарәтниң маарип ислаһати лайиһисигә қарита тәклип пикирләр сунған вә қош тиллиқ маарип сияситиниң сәлбий нуқтилирини көрситип өткән иди. Абдуреһим абләтханниң бултур 40 күн қамап қоюлишиға конкирт қайси язмисиниң сәвәб болғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.