Һамид карзай талибанларни афғанистанниң тинчлиқи үчүн күч чиқиришқа чақирди

Афғанистан президенти һамид карзай йәкшәнбә күни талибанларни афғанистан һөкүмити билән қаршилишишни тохтитип, тинчлиқни әмәлгә ашуруш вә афғанистанниң қануни қобул қилишқа чақирди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.31

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, һамид карзай бу сөзни йәкшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида оттуриға қойған. Униң алдида болса, президент карзай ғәрб иттипақчилири билән талибан кишилирини ишқа орунлаштуруш вә уларни туралғу җайлар билән тәминләш арқилиқ уларни радикализм йолидин қалдуруш һәққидә пикир бирлики һасил қилған икән. Карзай, бу тәшәббусни әнә шуниңдин кейин оттуриға қойған.

Мәлуматларға қариғанда, талибанлар билән сөһбәт өткүзүш, сөһбәт арқилиқ тинчлиқни әмәлгә ашуруш карзай тәрипидин бурунла оттуриға қоюлған болсиму, бирақ талибанлар алди билән афғанистандики чәтәл қошунлирини чекиндүрүшни тәләп қилған иди.

Йеқинқи вақитлардин буян талибанларниң һәрикәтлири күчийип, муқимсизлиқ әвҗ елишқа башлиған болуп, техи йеқиндила афғанистан пайтәхти кабулда етишиш йүз бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.