Афғанистан сайлимидики һәр икки намзат сайламда ғәлибә қилғанлиқини елан қилди

Җүмә күни ахирлашқан афғанистан президент сайлиминиң һәр икки намзати сайламда ғәлибә қилғанлиқини елан қилди. Бу афғанистанда талибан һакимийити ағдурулғандин бери өткүзүлгән 2 ‏- сайлам болуп һесаблиниду.
Мухбиримиз әркин
2009.08.21

Сайлам намзатлиридин һазирқи президент һамид карзайниң сайлам ярдәмчиси, һазирғичә саналған биләтләрдин қариғанда карзайниң зор пәрқ билән алдида меңиватқанлиқини, 2 ‏- қетимлиқ биләт ташлашқа һаҗәт қалмиғанлиқини билдүргән.

Лекин һамид карзайниң асаслиқ риқабәтчиси, сабиқ ташқи ишлар министири абдулла абдуллаһниң баянатчиси, карзайниң сайламда ғәлибә қилғанлиқиға даир пикирләрни етирап қилмайдиғанлиқини, чүнки абдуллаһниң биләт ташлаш җәрянидики сайлам билити карзайдин ешип кәткәнликини елан қилған.

Афғанистан сайлам комитети пүтүн биләтләрни санап болғанлиқини билдүргән болсиму, лекин сайламда кимниң ғәлибә қилғанлиқини елан қилишни рәт қилип, һәр қайси намзатларниң тәхир қилишини тәләп қилған. Көзәткүчиләр, рәсмий сайлам нәтиҗисини елан қилишқа йәнә бир қанчә күн кетидиғанлиқини билдүрмәктә.

Афғанистан қануниға асасән намзатлар сайлам билитиниң аз дегәндә 50% игә еришсә сайламда ғәлибә қилған болиду. Әгәр еришкән билити 50% кә йәтмисә 2 ‏- қетим биләт ташлаш керәк.

Сайламдин бурунқи хәлқ райини синаш нәтиҗилиридин мәлум болушичә, һазирқи президент карзай башқа намзатлардин көрүнәрлик дәриҗидә алдида иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.