Хитай һөкүмити африқидики тәсир күчини ашурушқа һәрикәт қилмақта
2012.01.12
Қаналниң мәркизи кенийидә қурулған, пүтүн африқида тарқитилидиған бу телевизийә қанили сиясий, иҗтимаий, иқтисадий, мәдәнийәт темисидики хәвәр программилирини асас қилидикән. Буниң билән охшаш бир вақитта, хитай мәркизи телевизийә истансиси йәнә африқилиқ қол телефон абонтлири үчүн “мән африқини сөйимән” исимлик телевизор көрүш программисини синақ қилип тарқатқан.
Қаналниң ечилиш мурасими пайтәхт найробида өткүзүлгән. Мурасимда, мәркизи хәлқ телевизийиси с с т в ниң муавин башлиқи су йишиң мәзкур қаналниң африқа хәлқиниң хитайға болған тонушини ашурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлигән.
Хитайниң йеқинқи йиллардин буян африқиниң тәбиий байлиқлирини ечиш қурулушиға зор мәбләғ селиш билән бирликтә ярдәм паалийәтлирини ашуруши кишилик һоқуқ органлириниң гуманини қозғимақта. Чүнки уларниң доклатлиридин мәлум болушичә, африқиға мәбләғ селиватқан хитай ширкәтлири пәқәт мәнпәәтнила көзләп, муһит қоғдаш, ишчилар һоқуқи қатарлиқ иҗтимаий мәсилиләр билән қиличиликму кари болмиғанниң үстигә, африқидики мустәбит һакимийәтләр билән яхши мунасивәт қуруп, уларға қорал сетип бериш арқилиқ, хәлқни бастурушқа янтаяқ болуп кәлгән.
Шуңа ғәрб әллири хитай һөкүмитини африқини талан-тараҗ қилишнила билип, өзиниң иҗтимаий мәсулийитини ада қилмаслиқ билән әйиблимәктә.
Техи йеқинда, америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон бермидики зиярити җәрянида намрат дөләтләрни хитайниң ярдимини қобул қилғанда һошяр болушқа чақирип: “хитайға охшаш йеңи тәрәққий қилған дөләтләр намрат дөләтләрниң иқтисадини яхшилашқа әмәс, бәлки уларниң тәбиий байлиқиға игә болушқа қизиқиду” дегән иди.