Алҗирийидә бир қораллиқ гуруппа бүгүн дөләт бихәтәрлик қисимлириға һуҗум қозғиди
Мухбиримиз вәли
2011.04.16
2011.04.16
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, бу һуҗум алҗирийидә 1990-йилларда йүз бәргән ички урушта 200 миң адәм қирилип кәткәндин кейин президент болған, түнүгүн йәнә президентниң вәзипә өтәш қетим сани һәққидә қанунға түзитиш киргүзүш үчүн тв нутқи сөзлигән 74 яшлиқ һазирқи алҗирийә президенти алдуләзиз бавтефликаға қаритилған.
Ройтерс агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә, алҗирийә бихәтәрлик қисимлириға һуҗум қозғиған қораллиқ кишиләрни әл-қаидичиләр дәп атиди. Хитайниң шинхуа агентлиқи болса, алҗирийә бихәтәрлик қисимлириға һуҗум қозғиған қораллиқ кишиләрни террорчилар дәп атиди.