Алҗирийиликләр хитай аққун ишчилирини яриландурди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.05
2009.08.05
Ройтерста хәвәр қилишичә, тоқунушқа калтәк - тоқмақ вә пичақ - қиңрақлар билән қоралланған 100 дин көп алҗирийилик қатнашқан вә җедәл териған хитайларни уруп яриландурған.
Вәқәгә гуваһ болғучи 31 яшлиқ абдулкеримниң билдүрүшичә, бир хитай униң дукини алдиға аптомобилини тохтатмақчи болғанда, абдулкерим хитайни нери тохтитишқа буйруған, әмма у хитай аптомобилини нери тохтишиниң орниға уни тиллиған, шуниң билән абдулкерим берип һелиқи хитайни уруп һәйдивәткән.
Абдулкерим вәқә җәрянини баян қилип мундақ дегән: " мән техи ишлар түгиди дәп ойлап қаптимән. 30 Минутлардин кейин, у 50 хитай билән биллә өч алғини кәпту".
Нәтиҗидә, 60 қа йеқин алҗирийилик топлишип келип хитайлар билән урушқан, кейин адәм сани 100дин ешип кәткән болуп, улар җедәл териған хитайларни урғандин сирт, уларниң игидарчилиқидики 5 дуканни бузуп чаққан, кейин вәқә сақчилар тәрипидин бесиқтурулған.