Алматада назарбайеф үчүн һәйкәл орнитилди

11-Ноябир күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридә қазақистанниң тунҗи президенти нурсултан назарбайеф үчүн чоң һәйкәл орнитилип, униң йопуқуни ечиш мурасими болуп өтти.
Мухбиримиз үмидвар
2011.11.13

Мәлум болушичә, бу оттура асия дөләт рәһбәрлири үчүн тунҗи қетим техи һаят туруп һәйкәл орнитилиш болуп һесаблинидикән.

Фәрғанә учур ториниң йезишичә, бу һәйкәл алмутадики назарбайеф бағчисиға орнитилған болуп, назарбайефниң һәйкили икки қуш қанити шәкли ичидә елинған, бу алмута вә астанини көрситидикән.

Нурсултан назарбайеф илгири “хәлқ даһийиси” дегән намға еришкән болуп, техи йеқинда у муддәттин бурунқи сайламда йәнә бир қетим президентлиқ салаһийитигә еришкән иди. Нөвәттә, униң мәңгүлүк президент болушини тәләп қиливатқанларму мәвҗут.

Илгири түркийә һөкүмитиму униң түрк дуняси үчүн қошқан төһписини тәқдирләп, әнқәрәдә униң һәйкилини орнатқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.