Америка ливийигә 25 милйон долларлиқ ярдәм әвәтмәкчи
2011.04.21
Буниң, һазир казафий күчлириниң қолида болған налут шәһиригә өтүш үчүн оңайлиқ яритип беридиғанлиқи билдүрүлмәктә. Әмма б б с ниң хәвәр қилишичә, һазир бу районда бирәр мухбир болмиғанлиқтин, бу хәвәрни башқа мәнбәләрдин ениқлаш имкани болмиған.
Әгәр раст болған тәқдирдә, бу исянчиларниң йеқиндин буян қолға кәлтүргән муһим ғәлибилириниң бири бопқалидикән. Буниң билән бирликтә тунис хәвәр агентлиқлири пәйшәнбә күни ливийилик бир генерал вә 13 әскәрниң тунис қисимлириға тәслим болғанлиқини хәвәр қилған.
Франсийә агентлиқиму, 200 дин артуқ ливийилик әскәрниң чеградин өтүп тунисқа қачқанлиқини хәвәр қилди.
Ливийә һөкүмитигә қарашлиқ күчләр түнүгүн мисратани бомбардиман қилған. Траблустиму икки тәрәп арисида қораллиқ етишиш болған. Түнүгүнки етишишта 3 исянчи өлгән, 17 дин артуқ адәм яриланған. Охшаш орунда йәнә, дуняға даңлиқ икки мухбирму һаятидин айрилди.
Исянчилар натони йетәрлик қорал күчи ишләтмәслик билән әйиблимәктә. Ливийидики қалаймиқанчилиқни ахирлаштуруш үчүн түнүгүн италийә, франсийә вә әнглийә исянчиларға һәрбий мәслиһәтчи әвәткәнликини елан қилди. Америкиму бәзи һәрбий лазимәтләр вә ярдәм буюмлиридин тәркиб тапқан 25 милйон долларлиқ ярдәмни районға әвәтиш алдида турмақта.