Америка өзбекистандики вәтәндашлирини террорлуқ һуҗумлиридин агаһ болушқа чақирди
2011.04.26
Уқтурушта америка һөкүмитиниң террорчи гуруппиларниң өзбекистандики америка мәнпәәтлиригә һуҗум қилишни пиланлаватқанлиқи һәққидә үзлүксиз учур тапшурвеливатқанлиқи әскәртилип, америка вәтәндашлирини бу җәһәттә пәхәс болушқа агаһландурди.
Уқтурушта һуҗум қилишни пиланлаватқан террорчи тәшкилатларниң нами баян қилип өтүлди. Бу нуқтида, өзбекистан ислам һәрикити, әлқаидә тәшкилати, исламий җиһад бирлики тәшкилати қатарида шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиму тилға елинди.
Шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилати 2001-йили боз һөкүмити тәрипидин террорчилар тизимликигә киргүзүлгән, шуниңдин бери шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң мәвҗутлуқи мәсилиси вә мәвҗут болған тәқдирдиму, униңға террорчи қалпиқини кәйдүрүшниң тоғра болидиған яки болмайдиғанлиқи бир қисим америка сиясәтчилири вә көзәткүчиләр арисида талаш-тартиш темиси болған вә америка һөкүмитиниң шуниңдин кейинки иҗраат вә баянатлирида шәрқи түркистан ислам һәрикитигә қарита террорчи дегән нам қоллинилмай кәлгән.
Уйғур көзәткүчиләр һәрқандақ бир уйғур тәшкилатниң америка вә ғәрб дөләтлиригә һуҗум қилиш еһтималлиқиниң йоқлуқини, пәқәт хитай һөкүмитиниң питнә тоқуп уйғур мустәқилчилирини ташқи һимайидин мәһрум қалдурушқа урунуватқанлиқини баян қилишмақта.
Өзбекистан һөкүмитиму өзлиригә қарши өктичи күчләрни ғәрб дөләтлириниң қоллап қелишидин әндишә қилмақта.