Америкиниң шәрқи қирғиқидики радиактиплишиш аламитини уйғур мутәхәссис абдураһман байқиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.04.05
2011.04.05
Бу мутәхәссис нөвәттә америкиниң мариланд штатиниң сәһийә башқармисиниң радиатсийә тәҗрибиханисида ишләватқан уйғур лаборатор абдураһман аблимиттур.
Балтимор қуяш гезитиниң түнүгүнки хәвиридә абдурахман аблимитниң байқаш җәряни алаһидә тилға елинған вә бу байқаш мәзкур тәҗрибиханиниң қурулған 30йилдин буянқи хизмәт ғайисигә мунасип бир нәтиҗә дәп көрситилгән.
Абдурахман аблимит америкиға келиштин аввал японийидә илим тәсил қилған болуп, у 2005-йилдин башлап мәзкур тәҗрибиханида тәкшүрүш вә тәтқиқат билән шуғулланмақта.