Хитай америкини кишилик һоқуқ сөһбити һарписида ички ишларға арилашмаслиққа агаһландурди

Америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити әтә йәни чаршәнбә күни башланмақчи. Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей бу һәқтә ипадә билдүрүп, америкини сөһбәт давамида кишилик һоқуқ мәсилисини баһанә қилип хитайниң ички ишлириға арилишивалмаслиққа алдинала агаһландурди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.04.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай баянатчи америка билән хитай арисида кишилик һоқуқ мәсилисидә охшимиған қараш мәвҗутлуқини, тәрәпләрниң өз- ара һөрмәт вә баравәрлик асасида бир-бирини өз -ара чүшинишни илгири сүрүши керәкликини билдүрди.

 Чаршәнбә күни башлинидиған кишилик һоқуқ сөһбити икки күн давам қилиду. Сөһбәткә америка тәрәптин америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә вә инсан һәқлиригә мәсул муавин ташқи ишлар министири мичаәл поснәр башчилиқидики бир гуруппа иштирак қилиду.

Хәвәрләрдә америка тәрәпниң бу қетим хитайниң инсан һәқлири вәзийитидики бир қисим муһим вә назук мәсилиләрни оттуриға қойидиғанлиқи, қанунсиз тутқун қилинған кишилик һоқуқ паалийәтчилири, өктичиләр вә инсан һәқлири адвокатлирини қоюп беришни җиддий шәкилдә тәләп қилидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

Хитай баянатчи бүгүнки ахбарат йиғинида мухбирларниң хитай өктичи сәнәткар әй вейвей һәққики соаллириға җаваб берип, “биз башқа дөләтләрниң бизгә дүшмәнлик позитсийиси тутушидин әндишә қилмаймиз; биз пәқәт башқа дөләтләрниң вә у дөләттики хәлқләрниң қанун органлиримизниң әй вейвей һәққидики тәкшүрүши тамамланғучә сәвр қилип турушини үмид қилимиз” деди.

Америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон мушу айниң бешида, хитайдики инсан һәқлири вәзийитидики яманлишиш вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.