Америка-хитай истратегийә-иқтисад диалоги дүшәнбә күни башланди

Америка -хитай истратегийә-иқтисад диалоги дүшәнбә күни вашингтонда башланди. Америкиниң хитай билән болған сода пассип баланси, америкиниң малийә қизил рәқими, хәлқ пулиниң курси вә кишилик һоқуқ мәсилилириниң диалогда музакирә қилинидиған күнтәртиптики мәсилиләр икәнлики илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз әркин
2011.05.09

Лекин бирләшмә агентлиқи дүшәнбә күнки хәвиридә тәрәпләрниң бөсүш характерлик илгириләш һасил қилишиниң қийинлиқини тәкитлигән.

Америка дөләт ишлар министири һилларий клинтон ханим диалогниң ечилиш мурасимида сөз қилип  “бизниң өз-ара бир-биримизни чүшиниш, өз-ара ишәнч турғузушни алға сүрүп, бир-биримизни хата чүшинивелиш вә хата мөлчәрләшниң алдини елиш хизмити техи башланғуч нуқтида.

Биз һәммимиз билимиз, әнсизлик вә бир-биримизгә болған тонуш һәр икки тәрәпкә хас болған нәрсә” дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқ  диалогдики бир қәдәр қийин нуқтиларниң биридур. Америка хитайниң йеқиндин буян өктичи затлар, диний әркинлик вә аз санлиқ милләтләргә зәрбә беришни күчәйткәнликини әйибләп, өзиниң бу җәһәттики наразилиқи вә әндишисини көп қетим тәкитләп өткән иди.

Клинтон ханим ечилиш мурасимидики нутқида бу мәсилини тилға елип “биз кишилик һоқуқ мәсилисидики әндишимизни ашкара вә хусуси қаналлар арқилиқ ениқ оттуриға қоюп кәлдуқ. Биз буниң америка ички сиясити вә шундақла хитай вә район муқимлиқиға көрситидиған тәсиридин әндишә қилимиз.

Биз кишиләрниң җүмлидин хәлқ һоқуқи паалийәтчилири, адвокатлар, язғучи, сәнәтчиләр вә башқиларниң тутқунға учриғанлиқи, из‏-дерәксиз йоқап кәткәнликигә даир хәвәрләрдин вақип болдуқ.

Биз тарихий тәҗрибиләрдин кишилик һоқуққа һөрмәт қилған җәмийәтләрниң гүллинидиғанлиқи, муқимлиққа еришидиғанлиқи вә мувәппәқийәтлик болидиғанлиқини билимиз” деди.

Хәвәрләрдә президент обаманиң бүгүн диалог өткүзүватқан тәрәпләр билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.