Америка авам палата әзалири 'шәрқий түркистан ислам партийиси' ни қара тизимликтин чиқириветишни музакирә қилмақта

Нөвәттә гүәнтанамоға қамалған 17 нәпәр уйғур гунаһсиз дәп җакарлинип, уларниң 4 нәпириниң атлантик окяндики бермуда тақим арал долитигә орунлаштурулуши билән, америка авам палата әзалири ичидә, бош һөкүмитиниң 2002 - йили 9 - айда " шәрқий түркистан ислам партийиси"ни террорлуқ тәшкилат дәп елан қилған қарариға қарита тәнқиди пикирлири күчәймәктә.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка авам палатаси ташқи ишлар кометитиниң қармиқидики хәлқара тәшкилатлар сәйшәнбә күни ачқан уйғурлар учун испат бериш йиғинида, бош һөкүмитиниң әйни чағда хитай тәминлигән бир тәрәплимә учурларғила тайинип , шәрқий түркистан ислам тәшкилатлирини террорчи тәшкилат тизимликигә киргузуп қойғанлиқини тәнқидлиди.

Йиғинда йәнә,хитайниң америкиниң шәрқий түркистан ислам тәшкилатлирини террорчи тәшкилат дәп елан қилғанлиқидин пайдиланған хитай һөкүмитиниң буни баһанә қилип, бу 7 йилдин буян уйғур елидә уйғурларға қаратқан бастурушни күчәйтип, нурғунлиған бигунаһ уйғур яшлирини сияси җинайәт билән түрмиләргә қамиғанлиқини, уйғур елидә уйғурларға қаритилған бесимниң зиядә күчийип кәткәнликини баян қилди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.