Америка бүгүн хитайдики уйғур райони һәққидә сиаяһәт агаһландуруши елан қилди
Бу агаһландурушта 'америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси һазир шинҗаңға барған америка пуқралиирниң әһвалини инчикиләп көзитиватиду' дәп көрсүтүлди.
Хәвәрдә изаһат берилишичә, бу райондики уйғурлар түрк тилида сөзлишидиған мусулман хәлқ иди. Хитайниң 'хәлқ гезити' икки һәптидин буян, бу районда 600 дин артуқ хитай йиңнә һуҗумиға учриди, дегән сирлиқ вәқләрни вә буниңға нарзаи болған хитайларниң үрүмчидә топлинип кәң - көләмлик намайиш қиливатқанлиқини хәвәр қиливатиду.
Һазир вәзийәтни контрол қилалмайватқан хитай һөкүмити, һуҗум қилиш еһтимали болған уйғурларни контрол қилиш үчүн, үрүмичидә 5 - ийол күни чоң намайиш өткүзгән уйғурларни сотлашқа башлиди.
Америка бүгүн хитайдики уйғур райони һәққидә чиқарған саяһәт агаһландурушида йәнә, америка пуқралирини 'мушу күнләрдә хитайниң уйғур районлиға саяһәт қилғили беришта бихәтәрликини ойлиши керәк, болупму үрүмчигә саяһәт қилғили барғанлар ' дәп тәкитлиди.