Америка алий сот мәһкимиси уйғурларниң әрзини көрүп чиқишни кечиктүрди
Алий сот мәһкимиси уйғурларниң әрзини көрүп чиқишни кечиктүргән болсиму, лекин кечиктүрүш сәвәбини чүшәндүрмигән. Бәзи көзәткүчиләр, алий сот мәһкимисидики 9 нәпәр сотчи обама һөкүмитиниң гүәнтанамода қелип қалған уйғурларни орунлаштуруш йолидики дипломатик хизмитигә тосалғу болушни халимиғанлиқини, сотчиларниң шу сәвәбтин әрзини көрүп чиқишни кечиктүргәнликини пәрәз қилишмақта.
Нөвәттә гүәнтанамода қелип қалған 13 нәпәр уйғур 3 - бир дөләткә орунлаштурулуш алдида туруватиду. Тинч окяндики палав дөлити уйғурларни қобул қилишқа тәйяр икәнликини билдүрүп кәлди. Лекин бәзи уйғурлар палавға беришни халимайдиғанлиқини билдүргән.
Көзәткүчиләрниң әскләртишичә,, әгәр 10 - айға қәдәр гүәнтанамодики қелип қалған уйғурлар башқа дөләткә орунлаштурулса, алий сотниң уйғурларниң әрзини көрүп чиқишиға һаҗәт қалмайдикән.