Америка австралийигә радар системиси вә аләм телескопи орнатмақчи
2012.11.14
Америка дөләт мудапиә министири леон панетта бу келишимни “икки дөләт арисидики аләм қатнишиш һәмкарлиқи вә америкиниң асия - тинч окян районидики һәрбий тәңпуңлуқини тәңшәштики муһим алдинқи сәп” дәп шәрһлиди.
Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, нам шәрипини мәхпий тутқан бир америка дөләт мудапиә хадими мәзкур радар вә телескопларниң хитай қатарлиқ дөләтләр атқан ракета қатарлиқларни көзитиштә интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.
Бу, америка һөкүмитиниң асаслиқ һәрбий салмиқини асия - тинч окян райониға мәркәзләштүрүш истратегийиси оттуриға қоюлғандин буянқи муһим қарарлиридин бири.
Өткән йили австралийә даирилири америкиниң өз туприқида һәрбий база ечишиға қошулған иди.
Америка дөләт ишла министири һиларий клинтон ханимму сәйшәнбә күни җәнуби австралийә университетида нутуқ сөзләп америкиниң асия - тинч окян районидин қәтий чекинмәйдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: шуни айдиңлаштуруш керәкки, биз бу йәргә турғили кәлдуқ.