Америка деңиз армийә әмәлдари америкиниң сингапор, филиппин вә тайланд қатарлиқ дөләтләргиму һәрбий орунлаштуридиғанлиқини билдүрди
Америкиниң бир деңиз армийә әмәлдари шәнбә күни америкиниң сингапорға бир нәччә уруш парахотини җайлаштуридиғанлиқини, униңдин башқа филиппин вә тайланд қатарлиқ дөләтләргиму һәрбий орунлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтики сөзләрни америка деңиз армийә адмирали җонасан гринерт америка деңиз армийисиниң кәлгүси һәққидә язған бир парчә мақалисидә оттуриға қойған. У, америкиниң бу хилдики һәрбий орунлаштурушлири хитайни нишан қилғанлиқини биваситә оттуриға қоймиған.
Һалбуки, америка президенти обама өткән айда австралийидә һәрбий база қуруш пиланини ашкарилиғандин кейин, бу хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.
Бәзи мутәхәссисләр америкиниң деңиз армийисини кеңәйтиши вә тәрәққий қилдуруши америкиниң 21 - әсиридиму дуняви дәриҗидин ташқири күч болуп туруши үчүн һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини көрситишкән.