Америка хитай ишлар комитетида уйғур мусапирлар мәсилиси музакирә қилинди

Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң тәң башқурушидики хитай ишлар комитети җүмә күни юмулақ үстәл йиғини чақирип, мутәхәссисләрниң хитайдики мусапирлар мәсилисигә болған пикирини алди.
Мухбиримиз әркин
2009.05.01

"Хитайда мусапирлар мәсилисиниң баш көтүрүши" дегән темидики йиғинда мутәхәссисләр хитайда яшаватқан шималий корийилик мусапирларниң тәқдири, хитайниң уларға тутқан позитсийиси, мусапирлар сиясити, хитайниң хәлқара мусапирларни қоғдаш әһдинамилирини иҗира қилиш әһвали, чәтәлләрдики уйғур вә тибәт мусапирлириға қаратқан сиясити қатарлиқ мәсилиләр үстидә пикир баян қилди.

Йиғинда америка җорҗи тавен университетиниң хәлқара мәсилиләр муавин профессори, уйғур мусапирлар мәсилиси мутәхәссиси шон роберт пикир баян қилип, чәтәлләрдики уйғур мусапирлириниң әһвали, улар дуч келиватқан мәсилә, хитайниң чәтәлдә панаһлиқ тилигән уйғурларға тутуватқан муамилиси қатарлиқ мәсилиләр үстидә тохталди.

Шон роберт оттура асия вә 3 ‏ - дуня әллиридики уйғур сәргәрданлирини "ярдәмгә әң муһтаҗ мусапирлар топи," дәп қарайдиған мутәхәссисләрниң бири. У илгири ғәрб әллириниң уйғур мусапирлириға баш панаһ болушини тәшәббус қилған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.