Хитай бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң хәлқ пулниң аброттики қиммити һәққидики қарариға қаттиқ инкас қайтурди

Ростерс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай бүгүн америкиниң хитай пулинниң аброттики қиммити мәсилиси һәққидики қарариға инкас қайтуруп, хитай һәргизму америка дөләт мәҗлисиниң хитай пулиниң аброттики қиммити мәсилиси һәққидики тәһдитиниң 'қурбани' болмайдиғанлиқини, әгәр хитай тәклипни қобул қилмай, америка хитай маллиридин ашуруп баҗ елишни йолға қойса, бундақ бесим алдидиму һәргиз тәврәнмәйдиғанлиқини җакарлиған.
Мухбиримиз вәли
2010.03.17

Хәвәрдә ейтилишичә, түнүгүн америка дөләт мәҗлисидә бу һәқтә икки партийә бирликтә хитай пулиниң аброттики қиммити һәққидә бир қарар мақуллиған иди.

Бу йиғинда, хитай пулиниң аброттики қиммити тез өсүватқанлиқиниң пакитлири тонуштурулған, шундақла, хәлқара пул - муамилә фонд җәмийитиниң директори доминик стравскан хитай пулиниң аброттики қиммитигә болған мөлчәр төвән икәнликини испатлап, буниң үчүн бейҗиңға бесим ишлитиш лазимлиқини көрсәткән иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.