Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ачти
Америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән бу йиғинға һәр саһә затлири қатнашқан болуп, йиғинда хитайда пиланлиқ туғут сиясити йолға қоюлған бу 30 йилдин буян, пиланлиқ туғут сияситиниң пуқралар арисида мәҗбурий иҗра қилиниши һәм бу җәрянида йүз бериватқан бир қатар иҗтимаий мәсилиләр оттуриға қоюлди.
Йиғинда гуваһлиқ бәргән кишиләр ичидә, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимму бар болуп, у хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити вә бу сиясәтниң уйғурлар арисида мәҗбурий йүргүзүлүши сәвәбидин, уйғурларниң тәбиий көпийиш әркинлики боғулуп, уйғур аяллири вә балилири дуч келиватқан бир қатар қисмәтләр һәққидә гуваһлиқ бәрди.