Америка билән хитайниң һәрбий сөһбити әслигә кәлди

Америка - хитай арисидики тәйвәнгә қорал сетип бериш сәвәблик тохтап қалған һәрбий сөһбәт җүмә күни әслигә кәлди. Шу күни америка - хитай сөһбәт өмики бейҗиңда учрашқан.
Мухбиримиз әркин
2009.02.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Лекин хитайниң юқири дәриҗилик бир һәрбий әмәлдари америка - хитай һәрбий алақисиниң " мушәққәтлик бир дәврдә" туруватқанлиқини тәкитлигән. Хитай 2008 ‏ - йили 10 ‏ - айда америкиниң тәйвәнгә 5.6 Милярд долларлиқ қорал - ярақ сетип бериш қараридин кейин, америка билән болған һәрбий сөһбәтни тоңлатқан иди.

Җүмә күнки сөһбәт хитайниң тәклипигә бинаән әслигә кәлгән болуп, сөһбәт америка муавин ярдәмчи дөләт мудапиә министири дәйвид седний билән хитай дөләт мудапиә министирлики ташқи ишлар идарисиниң башлиқи чйән лихуа арисида өткүзүлгән. Чйән лихуа шинхуа агентлиқи бәргән бу һәқтики баянатида " җуңго - америка һәрбий мунасивити йәнила мушәққәтлик бир дәврдә туриватиду. Биз америка тәрәпниң һәрбий алақимизни илгири сүрүш вә тәрәққи қилдурушта конкрет тәдбирләрни елишини күтимиз,"дегән.

Чйән лихуа америкиниң қандақ конкрет тәдбирләрни елиш керәкликини ашкарә оттуриға қоймиған болсиму, лекин көзәткүчиләр хитай һәрбий даирилири америкиниң тәйвәнгә қорал - ярақ сетип беришидин биарам боливатқанлиқини билдүрмәктә.

Америка тәйвәнгә сетип беришни қарар қилған 5. 6 Милярд долларлиқ қорал - ярақниң бир қисими америкиниң "апачи" бәлгилик тик учар вә " вәтәнпәрвәр" намлиқ башқурулидиған бомбилирини өз ичигә алған иди. Америка болса хитай һәрбий тәрәққият пиланиниң очуқ - ашкарә әмәслики, хитайниң һәрбий тәрәққият нийити кишини гуманға салидиғанлиқини билдүрмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.