Америкидики уйғурлар һейтни хушал хурам өткүзмәктә

Бу йилқи қурбан һейти җүмә күнигә тоғра кәлгәнлики үчүн америкидики уйғурлар башқа мусулманларға охшаш қурбан һейтини икки күнлүк дәм елиш күнигә тоғрилап яхши өткүзүш имканийитигә игә болди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.10.28

Америкиниң пайтәхти виргиниа, мәрйланд штатлири вә башқа җайлардики уйғурлар уйғурларниң әнәниви өрп-адәтлири бойичә бир-бириниң өйлирини һейтлап, бир-бирини тәбрикләшти. Болупму, вашингтон шәһири әтрапи америкидики уйғурларниң асаслиқ мәркизи болуш сүпити билән бу йәрдә һейт кәйпияти юқири болди.

Вашингтон әтрапидики уйғурлар бир қанчә йилдин буян роза һейт вә қурбан һейт намазлирини түркләр билән бирликтә оқушқа адәтләнгән болуп, 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсидә , түркийә һөкүмитиниң уйғурларға һесдашлиқ қилиши вә қоллишидин кейин уйғурларниң түркләр билән бирликтә һейт паалийити қилиш кәйпияти юқири көтүрүлгән иди.

Бу йилқи һейт намизиғиму тәхминән 150 әтрапида уйғур қатнишип түркләр билән бирликтә намаз оқуди. Америкидики уйғурлар өз миллий өрп-адәтлири, тили вә миллий хусусийәтлирини сақлаш һәм уни раваҗландурушқа тиришмақта. Униң үстигә вашингтон уйғурларниң әң муһим сиясий дәва мәркәзлириниң бири болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.