Америка президенти обама шәнбә күни һиндистанға йетип барди

Америка президенти обама шәнбә күни һиндистанға йетип кәлди. Һиндистан обаманиң бу нөвәтлик асия зияритиниң тунҗи бекити болуп, у йәнә, һиндонезийә, җәнубий корийә вә японийиләрдә зиярәттә болиду.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.06

Обаманиң бу нөвәтлик асия зиярити асасән америкиниң мәзкур дөләтләр билән болған сода мунасивәтлирини илгири сүрүшкә қаритилған.

Обама һиндистан зияритини 2008 - йилидики бомбай террорлуқ һуҗумида қаза қилғанларни әсләш билән башлиди.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, обама вә рәпиқиси һиндистанға чүшүпла, террорлуқ һуҗумиға учриған бомбай шәһиридики "таҗ махал ордиси" меһманханисиға кәлгән.

Мәзкур меһманхана 2008 - йилидики террорлуқ һуҗумиға учриған вә һуҗумда 168 адәмниң қаза қилғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Мәлуматларға қариғанда, обама бомбайда йәнә һиндистан мустәқиллиқ һәрикитиниң йетәкчиси махатма гәндиниң туралғусини зиярәт қилидикән.

Обама йәнә, бир қисим америка содигәрлирини өз ичигә алған карханичиларға нутуқ сөзләйдикән.

Обама пәйшәнбә күни бу нөвәтлик асия зиярити һәққидә тохтилип, "бу нөвәтлик зияритимниң асасий мәқсити - америка ширкәтлириниң асияда базар ечишини қолға кәлтүрүш. Шундақ болғанда биз асияда тиз көтүрүлүватқан базарларда маллиримизни саталаймиз," дегән.

Обама йәкшәнбә күни, йеңи деһлигә йетип бариду. Дүшәнбә күни һиндистан баш министири билән көрүшиду вә һиндистан парламентида нутуқ сөзләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.