Америка билән һиндистандин ибарәт бу икки ядро дөлити йеқинда әң чоң һәрбий маневир өткүзмәкчи
Мухбиримиз вәли
2009.10.07
2009.10.07
Америка тинч окян армийисиниң командири литинант генерал бәнҗамин миксенниң ейтишичә, 12 - өктәбирдин 29 - өктәбиргичә йеңи деһлиниң җәнубидики бабинада өткүзүлидиған бу әң чоң һәрбий маневирға, америкиниң әмәлий җәңгә киридиған қисимлири йеңи типлиқ һуҗумчи бронивиклири билән қатнишидикән.
Совет иттпақи гумран болуштин бурун, һиндистан билән москва оттурисида йеқин һәрбий мунасвәт бар иди. Әмма һазир һиндистанниң америка билән интайин чоңқур һәрбий мунасивити бар. Һазир һиндистан йәнә пакистан билән болған мунасивәттики тәңпуңлуқни сақлашқа тиришмақта.
Генерал миксенниң ейтишичә йәнә, америка мушу әср ичидә, тинч окянда һиндистан, һиндонезийә вә хитайниң һәрбий паалийәтлирини муһим орунға қоюп көзитип туридикән.