Америка дөләт мәҗлиси әзалири камбоджаниң уйғур мусапирлар вәқәсидики һәрикитини җазалайдиған қанун лайиһиси сунди

Америка авам палата әзалиридин дана рорабакер билән виллиам делихант камбоджаниң уйғур мусапирлар вәқәсидики һәрикитини җазалайдиған қанун лайиһиси һазирлап, авам палатасиға сунған.
Мухбиримиз әркин
2010.05.27

Қанун лайиһисидә америкиниң камбоджадин алидиған 300 милйондин артуқ қәрзини қисқартиш яки униңдин ваз кечишни тохтитиш, камбоджаниң америкиға баҗсиз йемәк - ичмәк експорт қилиш имтиязини узартмаслиқ тәләп қилинған.

Камбоджа һөкүмити өткән йили 12 - айда уйғур мусапирларни хитайға қайтуруветип, хәлқара җәмийәтниң шиддәтлик тәнқидигә учриған иди. Камбоджа уйғур мусапирлирини хитайға қайтурулуп бир қанчә күндин кейин, хитай билән 1  милярд 100 милйон долларлиқ сода тохтими имзалиған иди.

Америка һөкүмити камбоджаниң уйғур мусапирлар мәсилисидики қилмишини әйибләп, камбоджаға 250 данә һәрбий аптомобил ианә қилишни тохтатқан. Узун өтмәй хитай камбоджаға 257 данә һәрбий аптомобил ианә қилидиғанлиқини елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.