Америка билән җәнубий корийә сериқ деңизда елип баридиған һәрбий маневир хитайни қаттиқ чөчүтмәктә
Мухбиримиз ирадә
2010.07.08
2010.07.08
У сөзидә: "хитай һәрқандақ бир дөләт һәрбий парахотлириниң сериқ деңиз вә шундақла хитайниң башқа деңиз тәвәликигә йеқинлишип, дөлитимизниң бихәтәрликигә зиян салидиған һәрикәтләрдә болушиға қәтий қарши туриду" дегән.
Америка билән җәнубий корийидин ибарәт бу икки дөләт, шималий корийә җәнубий корийиниң бир һәрбий парахотини чөктүрүветип 46 әскириниң өлүшигә сәвәбчи болғандин кейин, март ейида сериқ деңизда бирләшмә уруш маневири елип беришни пилан қилған иди.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка билән җәнубий корийә сериқ деңизда елип баридиған һәрбий маневирниң ениқ вақтини техи елан қилмиди. Хитай һәрбий даирилири болса америка билән җәнубий корийиниң һәрбий маневириға қарши өзиниң шәрқий деңиз қирғақлиридики 6 күнлүк һәрбий маневирини башливәтти.