Америка мудапиә министири хитайниң шималий корийигә техника җәһәттин ярдәм қиливатқанлиқини билдүрди
2012.04.20
Панетта мухбирларға бу мәсилигә аит учурлар сәзгүр болғанлиқтин тәпсилатини толуқ ашкарилиялмайдиғанлиқини ейтти, әмма у әскәртип: “хитайниң шималий корийигә техника җәһәттин ярдәм берип келиватқанлиқиға ишәнчим камил” деди.
Шималий корийиниң башқурулидиған бомба қоюп бериш иқтидариға игә тошуғучи аптомобиллириниң рәсими елан қилинғандин кейин, униң қурулма җәһәттин хитайниң һәрбий әслиһәлиригә охшайдиғанлиқи хәлқарадики көзәткүчиләрниң диққитини қозғап, бу техникини хитай тәминлидиму, дәйдиған соални пәйда қилған иди. Әмма хитай пәйшәнбә күни буни рәт қилип баянат елан қилди.
Хәвпсизлик кеңишиниң қарариға асасән һәрқандақ дөләтниң шималий корийини ядро вә илғар қораллар техникиси билән тәминлиши чәкләнгән. Әгәр хитайниң һәқиқәтән шундақ қилғанлиқи испатланған тәқдирдә, бу б д т ниң алақидар маддилирини еғир дәпсәндә қилғанлиқ болуп һесаблиниду. Җәнубий корийә ташқи ишлар министирлиқи “әгәр бу испатланса, мәсилә келип чиқиду” деди. Түнүгүн б д т му бу һәқтә тәкшүрүш елип баридиғанлиқини җакарлиған иди.