Америка: обаманиң хитай зияритидин тәйвәнниң әндишә қилиши һаҗәтсиз

Америкиниң тәйвәндә турушлуқ вәкили пәйшәнбә күни тәйвән даирилирини обаманиң хитай зияритидин хатирҗәм болушқа чақирип, тәйвәнликләрдики әндишиниң һаҗәтсиз икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2009.10.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америкиниң тәйвәндики вакаләтханисиниң мудири виллиам стантон америкиниң тәйвән сияситидә өзгириш болмиғанлиқини, обама һөкүмитиниң "тәйвән мунасивәт қануни"ға риайә қилидиғанлиқини илгири сүргән. Стантон президент обаманиң 11 - айда елип баридиған хитай зиярити һәққидә тохтилип, "бу йәрдә болупму тәйвәнниң әндишә қилиши һаҗәтсиз" дегән.
 
Стантон обама билән ху җинтавниң сөһбитидә тәйвән мәсилисиниң оттуриға қоюлидиғанлиқидин шубһиләнмәйдиғанлиқини, лекин пиландики мәсилиләр тәйвән боғузи билән чәкләнмәйдиған район характерлик мәсилиләргә четилидиғанлиқини илгири сүргән. У мундақ дәйду: "обама һөкүмити дәвридә америкиниң тәйвәнгә қаратқан сияситидә өзгириш болмиди... Шундақла мән бу мәсилидә тасадипи йеңилиқлар болиду, дәп қаримаймән."

Нөвәттә хитайға мунасивәтлик һәр қайси тәрәпләрниң диққити президент обаманиң 11 - айда елип баридиған хитай сәпиригә тикилгән болуп, тәйвән, уйғур вә тибәтләргә охшашла обаманиң зияритини өзлириниң келәчәк нуқтисидин наһайити муһим зиярәт, дәп қараватқан тәрәпләрниң биридур.

Америка 1979 - йили тәйвән билән болған дипломатик мунасвитини үзүп, хитайни тониған болсиму, лекин "тәйвән мунасивәт қануни" мақуллап, тәйвәнниң бихәтәрликини қоғдаш мәсулийитини үстигә алған иди. Тәйвән мәсилиси һәр қетимқи америка - хитай башлиқлар сөһбитидә оттуриға қоюлидиған нигизлик мәсилиләрниң бири болуп кәлгән.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.