Хилари клинтон ислам кәримоф билән сөһбәтләшти

Оттура асия сәпириниң иккинчи бекити- өзбекистан зиярәт қилған америка дөләт ишлири министири хилари клинтон ханим 22- өктәбир күни ташкәнттә өзбекистан президенти ислам кәримоф билән көрүшүп, америка өзбекистан һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә икки йерим саәт сөһбәт өткүзди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.10.23

 Америка авазиниң хәвәр қилишичә икки рәһбәр америка билән өзбекистан мунасивәтлирини техиму яхшилашқа пүтүшкән .

Уларниң сөһбитидә икки дөләт арисидики   алақиләр тарихи вә  бүгүнки мунасивәтләрдики амиллар, афғанистандики  вәзийәт вә  2014-йили америка  қошунлирини елип чиқип кәткәндин кейинки  болғуси мәсилиләр,   өзбекистандики  инсан һоқуқлири билән бағлиқ әһвал , диний әркинлик, адәм әткәсчилики шуниңдәк  мәҗбурий әмгәк қатарлиқ көп түрлүк мәсилиләр  муһакимә қилинған.

Ташкәнт сәпиридин илгири  килинтон ханим таҗикистанда зиярәттә болған иди. Бирақ, мулаһизичиләр хилари клинтонниң өзбекистан сәпириниң  униң оттура асия сәпиридики асаслиқ нишан икәнликини  илгири сүрмәктә, техи йеқинда кәримоф билән  обама  телефонда сөзлишип, икки дөләт һәмкарлиқини күчәйтишни тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.