Америка президенти қәсәм берип вәзипә тапшурувалди

Америка президенти барак обама 1 - айниң 20 - күни ақ сарайда өткүзүлгән қәсәмяд мурасимида қәсәм берип, 2 - қетимлиқ президентлиқ вәзиписини тапшурувалди. Бу күни йәнә америка муавин президенти җов байдинму қәсәм қилип, 2 - нөвәтлик муавин президентлиқ вәзиписини зиммисигә алди.
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.20


Мурасим қаидиси бойичә обама вә байдин арлиңтон шәһәрчисидики дөләтлик қәбристанлиққа берип, вәтән қурбанлириға тәзийә вә һөрмәт билдүрди.

1 - Айниң 20 - күни йәкшәнбә күнигә тоғра кәлгәнлики үчүн мурасим пәқәт ақ сарайда тар даиридә өткүзүлгән болуп, дүшәнбә күни, 21 - январ күни пүтүн мәмликәт бойичә президент күни супитидә хатирлиниду һәмдә обаманиң 2 - нөвәтлик президентлиқ вәзиписини тапшуривелиш мурасими өткүзүлиду. Обама буниңдин төт йили илгири биринчи қетим президент болған күнидә вашингтон шәһиридики хатирә мунари мәйдандики чөплүккә 200 миң адәмниң келип, уни тәнтәнә қилғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.