Америкида президент сайлими өткүзүлди

6-Ноябир күни америка қошма штатлириниң президент сайлими күни.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.06

Бу күн пүтүн америка бойичә президент сайлими болуп, аваз бериш салаһийитигә игә америка пуқралири өзлири халиған президент намзатлириға беләт ташлиди.

Демократлардин келип чиққан барак обама билән җумһурийәтчиләрдин келип чиққан мит ромней вә һәр қайси штатларниң дөләт мәҗлисниң авам палата вә кеңәш палатаға сайлинидиған намзатлири сайлам белитидин орун алған.

Инкаслардин мәлум болушичә, бу америкиниң йеқинқи тарихидики әң юқири риқабәтлик президент сайлими болуп һесаблинидикән. Президент обама өзиму чикаго шәһиридә сайламға қатнишип беләт ташлиған. Ромней болса масачустес штатида беләт ташлиған.

6-Ноябир күнидики пүтүн мәмликәт миқясидики президент сайлими әтигәндә башланған болуп, шәрқий қирғақтики вирҗинийә қатарлиқ җайларда әтигән саәт 6 дә башланған.

Бу қетимқи президент сайлимиға хели көп санда уйғур америка пуқралириму қатнашқан болуп, бу сайлам америка пуқралиққа өткән уйғурларниң саниниң хели көрүнәрлик дәриҗидә ашқан пәйтигә тоғра кәлгәнлики үчүн вирҗинийә, калифорнийә вә ню-йорк һәм башқа җайлардики пуқра уйғурлар мәзкур әркин сайламға қатнишип, өзлири халиған намзатқа беләт ташлиди.

Сайламда кимниң утуп чиққанлиқи бүгүн ахшам мәлум болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.