Америка сенкаку арилини қоғдашни дөләт мудапиә қанун лайиһисигә киргүзди
2013.01.04
Японийә ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, бу қанун лайиһисидә сенкаку арилини қоғдаш, америка-японийә бихәтәрлик әһдинамисиниң 5-маддисиға тунҗи қетим киргүзүлгән. Һәмдә қанун лайиһисидики маддиларға асассән үчинчи бир дөләтниң бир тәрәплимә һәрикәт қоллиниши қобул қилинмайдиғанлиқи йезилған. Хәвәрдә йәнә президент обаманиң қанун лайиһисигә имза қоюши америка һөкүмитиниң сенкаку арили мәсилисидә японийә һөкүмитини күчлүк қоллиғанлиқидин дерәк бериду дейилгән.
Хитай һөкүмити америка-японийә оттурисидики һәрбий һәмкарлиққа үзлүксиз қарши туруп келиватқан болуп, 2012-йили 27-декабир күни хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң ахбарат баянатчиси яң йүҗүн баянат берип, америка парламентиниң “2013-йиллиқ малийә йили дөләт мудапиә һоқуқ бериш қанун лайиһиси” дә җуңгоға четилидиған мәзмунларниң барлиқини билдүрүп, бу “җуңгониң игилик һоқуқи вә ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ” дәп әйиблигән иди.