Америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң башлиқи таҗикистан президенти билән сөһбәт өткүзди

Америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң башлиқи генерал җәймис маттис шәнбә күни таҗикистан президенти имамәли рәһман билән сөһбәт өткүзди.
Мухбиримиз җүмә
2012.03.31

Таҗикистан президенти таҗикистанниң америка билән хәвпсизлик вә башқа җәһәттики мунасивәтлирини техиму күчийишини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Генерал маттис таҗикистанниң NATO ниң афғанистандики һәрбий һәрикәтлирини қоллиғанлиқиға алаһидә рәһмәт ейтти вә америкиниң таҗикистанниң чегра бихәтәрликини қоғдашқа изчил ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди.

Генерал маттис язма баянатида: бу хилидики һәмкарлиқ барғанчә күчийиватиду һәмдә 2014 - йили хәлқаралиқ бирләшмә армийә афғанистандин чекингәндин кейин техиму күчийиду дегән.

Таҗикистан 2009 - йили NATO қисимлириниң бәзи ярдәм әшялирини таҗикистан арқилиқ өткүзүшигә қошулған иди.

Генерал маттис пәйшәнбә өзбекистан президенти ислам керимоф билән җүмә күни түркмәнистан президенти қурбангүли бәрдимуһәммәдов билән көрүшкән.

Мәлум болушичә, хәлқара бирләшмә армийә 2014 - йили афғанистандин қошун чекиндүргәндин кейинму, америка бир қисим әскири күчини афғанистанда қалдуруп қоюшни пилан қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.