Америка әмди тәйвәнгә илғар радар системиси сетип бәрмәкчи

Бирләшмә агентлиқиниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, америка әмди өзиниң қануни буйичә, тәйвәнниң һава армийисигә илғар радар системиси сетип бәрмәкчи.
Мухбиримиз вәли
2010.08.25

Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси филип кровлейиниң ейтишичә, бу қетим америка сетип беридиған һәрбий әшялар тәйвәнниң йәрлик урушчи айропиланлирини қоралландуридиған илғар радар системиси мудапиә мулазимити, техникилиқ учур вә зөрүр сәплимиләрни өз ичигә алидикән.

Әмма, у баянатида, америка ширкәтлири тәйвәнниң бу системини қоллинишини көзитишкә қатнишидиған яки қатнашмайдиғанлиқини тилға алмиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, буниңдин бурун америка, 1949 ‏- йили чоң қуруқлуқтин бөлүнүп чиққан тәйвәнни 66 данә ф ‏ -16 бәлгилик урушчи айропиланни өз ичигә алған 6 милярд 400 милйон америка доллирилиқ өзини қоғдайдиған илғар қораллар билән тәминлигәнлики хитайни қаттиқ ғәзәпләндүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.