'Америка тәйвәнгә қорал сетишни давамлаштуриду'

Америкиниң тәйвәндә турушлуқ әлчиси Raymond Burghard бүгүн, америкиниң тәйвәнгә қорал сетип беришни давамлаштуридиғанлиқини ашкарилиған. У ақ сарай даирилириниң бу нуқтида ортақ пикирдә икәнликини тәкитлигән. Бирақ қорал сетип беришниң конкрет вақти һәққидә мәлумат беришни рәт қилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.12.15

2008 ‏- Йили 10 - айда буш һөкүмити, америкиниң тәйвәнгә 5.6 Милярд долларлиқ қорал сетип беридиғанлиқини елан қилған; буниңға хитай қаттиқ наразилиқ билдүрүп икки тәрәп арисидики һәрбий алақини тоңлутуп қойған; пәқәт пәқәт һилларй килинтон хитайни зиярәт қилған мәзгилдә икки тәрәп арисидики һәрбий алақә әслигә кәлгән иди.

Мушу айниң бешида америка ташқи ишлар минстирликиниң хадимлиридин Robert Kowac ақ сарайниң тәйвәнгә қорал сетип бериши һәққидә бир тәйярлиқ қиливатқанлиқини, йеқинда бу планниң америка дөләт мәҗлисидә оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүргән. Буниңға қарита өткән һәптә хитай һөкүмити вә хитай мәтбуати қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.

Мәзкур планниң пат йеқинда дөләт мәҗлисидә қоюлидиғанлиқи вә бу сәвәблик хитайниң икки тәрәп арисидики һәрбий алақини йәнә бир қетим тохтитип қойидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Тәйвәнгә қорал сетип бериш мәсилиси америка‏ - хитай мунасивитидики әң сәзгүр темилардин биридур.

Хитай америкиниң тәйвәнгә қорал сетип беришини "америкиниң хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш вәдисини бузғанлиқ" дәп қариса, америка һөкүмити буни, 1979 - йили, икки тәрәп арисида түзүлгән келишимдики тәйвәнниң дөләт мудапиә ишлириға ярдәм бериш шәртигә уйғун икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.