Америка һәрбий әмәлдари: тәйвән йеңи типтики ф -16 күрәшчи айропиланларға моһтаҗ
Мухбиримиз җумә
2010.03.27
2010.03.27
Бу һәқтики сөзләрни америка деңиз армийиси командири роберт виллард америка кеңәш палатасиниң һәрбий ишлар комитетида оттуриға қойған.
Униң билдүрүшичә, хитай йеқиндин бери русийидин сетивалған 160 километир мусапилик йәр йүзидин һаваға қоюп берилидиған башқурулидиған бомбиларни көпәйткәнлики бу бомбиларниң тәйвәнгә қаритип орунлаштурулғанлиқини билдүргән.
Ройтерста нәқил қилинишичә, виллард әпәнди бейҗиң даирилириниң зөрүрийити тепилса қорал күчи ишлитип тәйвәнни қошувелиш арзусидин янмиғанлиқини оттуриға қойған.
Бу йил январда америка даирилири тәйвәнгә 6.4 Милярд долларлиқ һәрбий әслиһә әтип беридиғанлиқини җакарлиғандин кейин, америка - хитай мунасивәтлиридә җиддийлик көрүнгән иди.
Виллард әпәндиниң қаришичә, хитай армийисиниң барғанчә тәрәққий қилиши тәйвән боғузиниң тәңпуңлуқини бузған.