Рабийә қадир ханим америка тәтқиқатчилириға америкиниң ташқи сияситидә уйғур мәсилисини муһим орунға қоюшниң зөрүрлүкини ейтти
2012.09.08
Баш штаби америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан ташқи мунасивәтләр кеңиши һөкмәткә тәвә болмиған мустәқил тәтқиқат орни болуп, америка дөләт бихәтәрлики вә ташқи сиясити һәққидә мулаһизә вә тәтқиқатларни елип бариду. Мәзкур кеңәш 2009 - йилидики “5 - июл вәқәси” дин кейин уйғур вәзийити һәққидә көплигән тәтқиқат мақаллирини елан қилған иди.
Рабийә қадир ханимниң билдүрүшичә, йиғинға ташқи мунасивәтләр кеңишидики алий тәтқиқатчилар вә бир қисим муһим дөләт әрбаблири қатнашқан. Йиғин йепиқ шәкилдә елип берилған булиғачқа йиғинда оттуриға қоюлған бәзи мәсиләрни ашкарилашқа болмайдикән.
Ханимниң йиғинға тәйярлиған нутқини алим сейитоф инглиз тилда оқуп өткән. Рабийә қадир ханимниң нутқиға қариғанда, нутуқта асаслиқи америкиниң ташқи сияситидә уйғур мәсилини муһим орунға көтүрүшниң, уйғурлар үчүнла әмәс бәлки америкиниң оттура асиядики инавити вә дөләт мәнпәити үчүнму интайин пайдилиқ икәнликини алаһидә тәкитлигән.
Рабийә қадир ханим нутқида йәнә, америка ташқи сияситидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вә башқа һоқуқлирини капаләткә игә қилиш үчүн америка президенти вә дөләт ишлар министириниң чәтәлләрдики уйғур ледирлири билән көрүшүшиниң муһимлиқини оттуриға қойған.
Рабийә қадир ханим ахирида америка һөкүмитини уйғур вәзийитини техиму йеқин көзитиш үчүн үрүмчидә америка әлчиханиси қурушқа чақирған.