Хитай америкиниң диний әркинлик доклатиға етираз билдүрди

Хитай дөләт игидарчилиқидики диний ишлар комитети җүмә күни баянат елан қилип, америка дөләт ишлар министирлиқиниң диний әркинлик доклатиға етираз билдүрди вә хитайда һәммә адәмниң диний әркинликтин ортақ бәһримән болуватқанлиқини көрсәтти.
Мухбиримиз җүмә
2011.09.17

Хитайниң бу баянати шинхуа агентлиқида берилгән. Хәвәрдә нәқил қилип мундақ дейилгән: америкиниң динни нишан қилип, динға ишәнгүчиләр арисида қалаймиқанчилиқ терип, инақ җәмийитимизгә дәхли қилмақчи болғанлиқи вә шу арқилиқ хитайниң ички ишлириға арилишишқа урунуши бизни толиму паракәндә қилди.

Баянатта йәнә, америкиниң диний әркинлик доклати арқилиқ хитайниң образини хунүкләштүрүшкә урунғанлиқи көрситилгән.

Бу һәптә америка дөләт ишлар министирлиқи 2011-йиллиқ хәлқаралиқ диний әркинлик доклатини елан қилип, хитайда уйғур қатарлиқ динға ишәнгүчи хәлқләрниң бесимға учраватқанлиқини мисаллар билән көрсәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.