Хитайниң америка полат мәһсулатиға баҗ қоюши чәкләнди
Хитай һөкүмити америкиниң охайо штатида ишләп чиқирилидиған двигател вә електр маторларға ишлитидиған алаһидә полат мәһсулатиға баҗ қоймақчи болған. Обама һөкүмити хитайниң бу қарариға етираз билдүрүп, дуня сода тәшкилатиға әрз сунған иди.
Дуня сода тәшкилати 18-өктәбир сода тәшкилатиниң мизанлирини асас қилип туруп чиқарған һөкүмнамисидә хитайниң америка полат мәһсулатиға баҗ қоюшни “қанунсиз” дәп, чәклиди.
Хитай сода министирлиқиму 19-өктәбирдики баянатида дуня сода тәшкилатиниң қарари бойичә иш көридиғанлиқини билдүрди.
Бу обама һөкүмитиниң хитай билән болған сода дәвасида икки қетим утуп чиқиши.
Мәлум болушичә, обама һөкүмити йәнә әқлий мүлүк һоқуқи, хам әшя вә сийрәк топа експорти қатарлиқ мәсиләрдә хитай устидин дуня сода тәшкилатиға әрз сунған.