Америка хәлқара диний әркинлик комитети клинтон ханимдин хитай билән диний әркинлик мәсилисини сөзлишишни тәләп қилди

Америка хәлқара диний әркинлик комитети җүмә күни баянат елан қилип, америка дөләт ишлар министири һелари клинтон ханимдин шәнбә күни хитайда елип баридиған қисқа муддәтлик туюқсиз зияритидә универсал кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилди.
Мухбиримиз әркин
2010.10.29

Баянатта, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң йеқиндин буян динниң җәмийәттики роли һәққидә иҗабий баянларда болушиға қаримай, хитайда диний әркинлик вәзийити давамлиқ начарлашқанлиқини, болупму тибәт вә уйғурларниң диний әркинлик вәзийити наһайити еғирлиқини, бу районларда 2008‏ - вә 2009‏ - йили йүз бәргән вәқәләрдин кейин диний җамаәтләргә қаритилған контроллуқ күчийип, диний әрбаблар вә һөкүмәткә боюнтавлиқ қилғучи дәп қаралған шәхсләрниң қолға елинған һәм түрмигә ташланғанлиқини билдүргән.

Мәзкур баянат америка дөләт ишлар министири клинтон ханимниң шәнбә күни хитайни қисқа муддәтлик зиярәт қилип, хитай дөләт ишлар комиссари дәй биңго билән икки тәрәплимилик вә истратегийилик мәсилиләр бойичә сөһбәт елип беришниң һарписида елан қилинди.

Баянатта, хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси леонард леониң сөзини нәқил кәлтүрүп, " биз клинтон ханимни шәнбә күни өткүзүлидиған сөһбәттә, америкиниң кишилик һоқуқ вә диний әркинликтики йетәкчилик ролини ениқ ипадиләшкә чақиримиз " дегән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, клинтон шәнбә күни хитайда йәнә бейҗиң тәрәп билән ху җинтавниң келәр йили 1‏ - айда елип берилидиған америка зияритини музакирә қилидикән.

Хәлқара диний әркинлик комитетиниң баянатида комитет рәиси леонард лео йәнә әскәртип, " хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң йүз бериш сани вә көлими кишини һәйран қалдуриду. Хитай универсал әркинликни сүйиистимал қилиш, җүмлидин милйонлиған тинчлиқпәрвәр диндарларни бастурушни давамлаштурса, бу қошнилар арисида ишәнчсизликни қозғап, униң хәлқара образи вә америка - хитай мунасивитигә дәхли йәткүзүду . Шуңа хитай дуняви мәсилиләргә реалистик муамилә қилиши керәк" дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.