Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитайни кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа чақирди вә уйғурлар мәсилисиниму тилға алди
Мухбиримиз җүмә
2011.12.10
2011.12.10
Баш әлчи гәрй лу “хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән елан қилған баянатида, хитайдики кишилик һоқуқ тәрәққиятиниң иқтисадий тәрәққияттин көп кәйнидә қалғанлиқини билдүрди.
У баянатида 2010 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбониң һелиһәм түрмидә икәнлики, униң аяли люшаниң тәқиб астиға елинғанлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириниң түрмигә ташланғанлиқи қатарлиқларни көрситип: тибәт, уйғур вә хитайдики христиан муритлириниң диний әркинлики чәкләнмәктә, бу хил әһваллар хитайни йәтмәкчи булған нишанлириға йәткүзмәйду, деди.
Гәрй лу бу йил америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси қилип тәйинләнгән иди.