Америка дөләтлик хитай ишлири комитети йиллиқ доклат елан қилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.10.18
2009.10.18
Мәзкур комитет һәр йили өзиниң доклатини елан қилип кәлмәктә. Илгирикидин пәрқлиқ тәрәп шуки, 2008 - йиллиқ вә 2009 - йиллиқ доклатта мәхсус уйғур елиға аит бөләк аҗритилған болуп, буниңда асаслиқ уйғурларниң кишилик һоқуқ, диний етиқад, қош тил маарипи, әмгәкчиләр мәсилиси қатарлиқ көп түрлүк дуч келиватқан мәсилилири йорутулған.
2009 - Йиллиқ доклатниң мәхсус уйғур елиға аит қисими 30 бәтләр әтрапида болуп, юқири қәйт қилинған түрлүк мәсилиләрдин башқа йәнә 5 - июл үрүмчи намайиши шуниңдәк хитай даирилириниң кәң көләмлик тутқун қилиш әһвалиға мунасивәтлик түрлүк мәлуматлар киргүзүлгән.
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети дөләт мәҗлиси авам палатасиниң 9, кеңәш палатасиниң 9 нәпәр әзасидин шуниңдәк йәнә һөкүмәтниң бәш нәпәр әмәлдаридин тәркип тапқан орундур.