Америка палата әзалири кишилик һоқуқ адвокати җяң тйәнюңниң тутқун қилинишиға наразилиқ билдүрди

Түнүгүн америка дөләт мәҗилисиниң бир түркүм әзалири вә бир қисим хитай өктичилири бирликтә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң нопузлуқ кишилик һоқуқ адвокати җяң тйәнюңни тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.11.24

Җяң тйәнюң мушу айниң бешида америка дөләт мәҗилисидә ечилған бир қетимлиқ испат бериш йиғиниға қетилған вә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидики адаләтсизликләрни паш қилған. У йиғиндин кейин бейҗиңға қайтқан вә америкиниң бейҗиңдики әлчиханисиға илтимас сунуп президент обама билән бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини көрүштүрүшни тәләп қилған. Шуниңдин бир күн кейин йәни 11 ‏- айниң 19 ‏- күни җяң тйәнюң сақчилар тәрипидин тутқун қилинип сораққа тартилған.

Җяң тйәнюң америка дөләт мәҗлисидә ечилған испат бериш йиғиндин бирқанчә күн аввал, вашингтондики бир тәтқиқат мәркизидә уйғурлар һәққидә сөз қилған. У сөзидә 5 - июл вәқәсидә хитай һөкүмитиниң һәддидин артуқ күч қолланғанлиқини, уйғурларниң йиллардин бери һөкүмәт тәрәптин тәңсиз муамилигә учрап келиватқанлиқини оттуриға қойған иди.

Җяң тйәнюңниң обаманиң хитай зиярити давамида тутқун қилиниши, обаманиң инсан һәқлири мәсилисидә хитайға юмшақ позитсийә тутқанлиқиниң нәтиҗиси дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.